афғанистандики суйиқәстниң җавабкарлиқини даеш өз үстигә алди
афғанистанниң бәдәхшан вилайитидә талибан тәрипидин вәзипигә тәйинләнгән муавин валий мәвливи нисар әһмәд әһмәдини қәстләп өлтүрүш вәқәсиниң җавабкарлиқини террорлуқ тәшкилати даеш өз үстигә алди.

түркийә авази радийоси хәвири: террорлуқ тәшкилати даеш аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, түнүгүн (6-ийун) әтигән тәрәпләрдә йүз бәргән сүйиқәстниң җавабкарлиқини өз үстигә алди.
афғанистанниң бәдәхшан вилайитиниң мәркизий наһийәси фәйзабадниң мәһкимә мәйданида, бәдәхшан вилайитиниң муавин валийси мәвливи нисар әһмәд әһмәди сүйиқәсткә учрап, һайатидин айрилғаниди.
9-март күни афғанистанниң бәлх өлкисиниң валий мәһкимиси бинасида йүз бәргән вә террорлуқ тәшкилати даеш өз үстигә алған бомба һуҗумида, талибан вақитлиқ һөкүмитиниң валийси мәһмуд давуд музәммил қаза қилғаниди.
2021 - йили авғуст ейида талибанниң һакимийәт бешиға чиқишидин кейин, даеш талибан әзалири вә пуқраларға қаратқан һуҗумлирини техиму көпәйткәниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

путин рәиси билән телефонлашти
русийә пирезиденти виладимир путин иран пирезиденти ибраһим рәиси билән телефонда көрүшти.