украина бахмут йөнилишидә илгириләватқанлиқини билдүрди

украина қуруқлуқ армийәси қомандани александр сирский өзлириниң бахмут йөнилишигә қарап илгириләватқанлиқини илгири сүрди.

1995936
украина бахмут йөнилишидә илгириләватқанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: украина қуруқлуқ армийәси қомандани сирский иҗтимаий таратқудики адресида шәрқий фиронт вәзийити тоғрисида учур һәмбәһрилиди.

бахмут йөнилишидә русларни йоқитишни давамлаштуруватқанлиқлирини билдүргән сирский: «мудапиә қисимлиримиз алға илгириләватиду. биз уларға қуруқлуқ вә һавадин зәрбә бериватимиз» деди.

украина муавин мудапиә министири анна малйарму иҗтимаий таратқудики адресида байанат берип, бүгүн украина әскәрлириниң шәрқий фирунтта қайтурма һуҗумни давамлаштуруватқанлиқини, тоқунушниң давам қиливатқанлиқини әскәртти.

шуниң билән бир вақитта, русийә армийәсиниң бүгүн кечә украина пайтәхти кийевға башқурулидиған бомба һуҗуми қозғиғанлиқи, 20 бомбиниң һәммисиниң һавада битчит қилинғанлиқи билдүрүлди.

кийев шәһәрлик һөкүмәтниң һәрбий ишлар идариси башлиқи сергей попко иҗтимаий таратқудики адресида йазма байанат елан қилип, битчт қилинған башқурулидиған бомба парчилириниң шәһәрниң деснийән районидики електир линийәлири вә бир талла базириниң деризилиригә зийан йәткүзгәнликини, һазирчә қаза қилған йаки йариланғанларниң барлиқи тоғрисида һечқандақ учурға еришәлмигәнликини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر