еквадорда бир өй қораллиқ һуҗумға учрап бәш киши қаза қилди

еквадорда бир өйгә қилинған қораллиқ һуҗумда бәш киши қаза қилип, сәккиз киши йариланди.

1995880
еквадорда бир өй қораллиқ һуҗумға учрап бәш киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: еквадор дөләтлик таратқуларниң хәвиригә асасланғанда, мотосиклит мингән қораллиқ унсурлар гвайакил шәһириниң тиринитарийә районидики бир өйгә бесип киргән. қораллиқ һуҗумда,  өйдики бәш киши қаза қилип, сәккиз киши йариланған.

өлгәнләр арисида, бир сақчи вә бир айалниңму барлиқи билдүрүлди.

шаһитларниң бәргән гуваһлиқидин қариғанда, һуҗум мотосиклит мингән үч киши тәрипидин елип берилған.

районға көп санда бихәтәрлик хадимлири әвәтилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر