бүгүн пүткүл фирансийә миқйасида 250 нуқтида намайиш өткүзүлидиған болди

фирансийәдә пинсийә йешини икки йил узартқан талаш-тартишлииқ ислаһатқа қарши бүгүн (6-ийун) мәмликәт миқйасида 14-қетимлиқ кәң көләмлик иш ташлаш вә намайишлар өткүзүлидиған болди.

1996007
бүгүн пүткүл фирансийә миқйасида 250 нуқтида намайиш өткүзүлидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийәниң алдинқи қатардики ишчилар уйушмилириниң чақириқиға бинаән енергийә вә қатнаш қатарлиқ нурғун саһә иш ташлаш вә наразилиқ билдүрүш қарариға кәлди.

бу даиридә, 1 милйонға йеқин кишиниң кочиларға чиқип намайиш қилиши мөлчәрләнмәктә.

намайиш сәвәбидин пайтәхт париж вә униң әтрапида әтигән саәтләрдин башлапла қатнаш қислиқи йүз бәрди.  

париж, лион, марсел вә бордо шәһәрлири қатарлиқ пүткүл фирансийә миқйасида, 250 нуқтида намайиш өткүзүлидиған болди.

йеқинқи рай синаш нәтиҗилиридә айан болушичә, фирансийә хәлқиниң %57 и бүгүнки иш ташлаш вә намайишларни қоллайдикән.

ички ишлар министири гералд дарманин намайиш сәвәбидин 4000 нәпири парижға болуп, җәмий 11 миң сақчи вә жандарма хадимлирини пүткүл мәмликәт миқйасиға орунлаштурулғанлиқини елан қилған иди.

дарманин чәт әлдин келидиған ашқун солчиларниң намайишқа қатнишидиғанлиқи һәққидә ахбарат тапшуруп алғанлиқини вә қошумчә тәдбирләрниң елинғанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر