блинкен: иранниң йадро қоралиға игә болушиға йол қоймаймиз

америка ташқи ишлар министири антони блинкен иранниң йадро қоралиға игә болушиға рухсәт қилинмайдиғанлиқини ейтти.

1995794
блинкен: иранниң йадро қоралиға игә болушиға йол қоймаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири антони блинкен вашингтонда өткүзүлгән исраилийә аммиви мунасивәтләр комитетиниң «2023- йиллиқ сийасәт» намлиқ башлиқлар йиғинидидики сөзидә, исраилийә билән америка оттурисидики һәмкарлиқниң һайатниң һәммә саһәлирини өз ичигә алидиғанлиқини билдүрүп, һөкүмәтләр оттурисидики һәмкарлиқниң хәлқләр оттурисидики мунасивәт арқилиқ күчәйтилгәнликини тәкитлиди.

америка пирезиденти җо байдин һөкүмитиниң икки тәрәп мунасивитини техиму тәрәққий қилдуруш үчүн давамлиқ тиришидиғанлиқини тәкитлигән министир блинкен: «исраилийә- америка мунасивити американиң исраилийәниң бихәтәрликигә болған садақити арқилиқ капаләткә игә қилинған болуп, бу садақәтни дәталаш қилишқа болмайду» деди.

американиң исраилийәгә һәрбий вә иқтисадий йардәмләрни бериватқанлиқини,  икки дөләтниң бирләшмә һәрбий маневир вә тәтқиқ қилиш – тәрәққий қилдуруш хизмәтлирини елип бериватқанлиқини билдүргән билинкен: «исраилийә күчләнгәнсери америка техиму бихәтәр болиду» деди.

у йәнә вашингтонниң исраилийәниң қанунийлиқидин гуманлиниш урунушлириға шундақла бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши вә кишилик һоқуқ кеңиши қатарлиқ мунбәрләрдики исраилийәни йалғузлаштуруш вә зәрбә обйекти қилиш тиришчанлиқлириға қарши туруп кәлгәнликини оттуриға қойди.

исраилийәниң нурғун хәтәрләргә дучар болуватқанлиқини тәкитлигән министир билинкен: «әмма, исраилийә дуч кәлгән әң чоң тәһдит иран һакимийитидур» деди.

у русийәниңму иранни қорал билән тәминләватқанлиқини тилға елип: «биз иранниң йадро қоралиға игә болушиға йол қоймаймиз» деди.

байден һөкүмитиниң иранға қарита дипломатийә, иқтисадий бесим йүргүзүш вә иранға тәһдит селиш сийасәтлирини йолға қойуватқанлиқини билдүргән билинкен: «әгәр иран дипломатийә йолини рәт қилса, пирезидент байдин иранниң йадро қоралиға игә болушиниң алдини елиш үчүн барлиқ таллашларниң үстәл үстидә икәнликини бир қанчә қетим очуқ -ашкара тәкрарлиди» дегәнләрни қәйт қилди.

у сөзини давамлаштуруп: «исраилийә - сәуди әрәбистан мунасивитиниң нормаллишиши американиң дөләт мәнпәәтигә пайдилиқ. биз икки дөләт мунасивитини йахшилашта рол ойнишимиз керәкликигә ишинимиз. буниң наһайити тезла йаки асанла ишқа ашмайдиғанлиқини билимиз вә бу йөнилиштә күч сәрп қилишни давамлаштуримиз» деди.

бу һәптә ишқа ашурулуши пиланлиниватқан җиддә вә рийад зийарити җәрйанида бу мәсилиниң оттуриға қойулидиғанлиқиға ишарәт қилип өткән министир антони блинкен, район характерлик бир гәвдилишиш вә муқимлиқниң исраилийә үчүнму, америка үчүнму пайдилиқ икәнликини әскәртип: «әмма бир гәвдилишиш вә мунасивәтләрни нормаллаштуруш исраилийәликләр билән пәләстинликләр оттурисидики илгириләшниң орнини алалмайду. исраилийәниң шериклири билән чоңқурлишиватқан мунасивити пәләстин хәлқиниң параванлиқи вә мәсилини икки дөләтлик һәл қилиш пиланиға төһпә қошуши керәк» деди.

америка ташқи ишлар министири блинкен икки дөләтлик һәл қилиш чарисини исраилийә билән пәләстинликләр оттурисидики биваситә сөһбәт арқилиқла әмәлгә ашурғили болидиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر