москва: украина армийәсиниң русийәниң белгород райониға қилған һуҗумида икки киши қаза қилди

украина армийәсиниң русийәниң белгород райониға қилған һуҗумида икки кишиниң һайатидин айрилғанлиқи билдүрүлди.

1994774
москва: украина армийәсиниң русийәниң белгород райониға қилған һуҗумида икки киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: белгород райониниң валийси вийачеслав гладков иҗтимаий таратқудики адресида байанат берип, украина қораллиқ қисимлириниң соболийевка йезисиниң мустәқил өйләр җайлашқан йеригә град намлиқ башқурулидиған бомбиларни атқанлиқини тәкитлиди вә сөзини давамлаштуруп: «дәсләпки ениқлашларға қариғанда, (һуҗумда) икки адәм һайатидин айрилған. һуҗум қилинған әснада бу кишиләр өйиниң һойлисида иди. вәқәдә йарилинип һайатидин айрилди» дегәнләрни қәйт қилди.

һуҗумда иккиси кичик бала болуп, җәмий алтә кишиниң йариланғанлиқини тилға алған гладков, бәзи өй вә башқа қурулушларда маддий зийан көрүлгәнликини әскәртти.

гладков түнүгүн украина армийәсиниң маслов йезисиға қилған һуҗумида икки кишиниң һайатидин айрилғанлиқини елан қилғаниди.

йеқиндин буйан украина армийәсиниң русийәниң украина чеграсиға җайлашқан белгород райониға қилған һуҗумлири көпийип қалди. бир қанчә күн илгири украинаниң бир бузғунчилиқ селиш гурупписиниң русийә чеграсиға кирип, русийә бихәтәрлик қисимлири билән тоқунушқанлиқи билдүрүлгәниди.

русийә украина әскәрлириниң чеградики һәрикәтлиригә «террорлуқ һуҗуми» дәп баһа бәргәниди.

украина армийәсиниң көп ситиволлуқ ракета қойуп бериш системиси билән қилған һуҗумлири сәвәбидин районда вақитлиқ тарқақлаштуруш мәркизи қурулуп, чегра райониға йеқин олтурақ районларда йашайдиған йүзләрчә киши мәзкур мәркәзгә йөткәлгәниди.

2022- йили 2- айниң 24- күни русийә пирезиденти виладимир путинниң украинаға таҗавуз қилиш буйруқини чүшүрүши билән, русийә - украина уруши башлинип кәткәниди.

путин кийевниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болушиниң алдини елиш вә уни русийәниң тәсир даирисидә тутуп туруш үчүн, украинани һәрбийләштүрүп, натсистларни йоқитишни мәқсәт қилидиғанлиқини ейтқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر