зелениский әлийев вә макрон билән көрүшти

украина пирезиденти виладимир зеленский йавропа сийасий гәвдиси башлиқлар йиғиниға иштирак қилиш үчүн барған молдавийәдә әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев вә фирансийә пирезиденти еммануел макрон билән айрим - айрим көрүшти.

1994531
зелениский әлийев вә макрон билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезидентлиқ мәһкимиси байанат елан қилип, әлийев билән зеленскийниң учришишип, әзәрбәйҗан билән украинаниң икки тәрәплик мунасивити һәққидә пикир алмаштурғанлиқини уқтурди.

байанатта, рәһбәрләр әзәрбәйҗан - украина икки тәрәп мунасивитиниң тәрәққийатидин мәмнун икәнликини тилға елип өткән учришишта, әлийевниң украинаға йеңи баш әлчи тәйинлигәнликини вә бу дипломатниң пат йеқинда вәзипә өтәшни башлайдиғанлиқини ейтқанлиқи қәйт қилинди.

зеленский әзәрбәйҗанниң украинаға қилған инсанпәрвәрлик йардими вә украиналиқ балиларниң әзәрбәйҗанға қилған зийарәтлири үчүн әлийевгә рәһмәт ейтти вә кийевниң бу хизмәтләрдин миннәтдар икәнликини тилға елип өтти.

сөһбәт җәрйанида, әзәрбәйҗан билән украинаниң хәлқара тәшкилатлар даирисидә бир- бириниң земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқини қоллишиға болған разимәнлик тәкитләнди.

зеленский фирансийә пирезиденти макрон биләнму көрүшти؛ макрон бу һәқтики байанатида, зеленский билән көрүшүп, 5- айниң 14- күни парижда һасил қилинған келишимни музакирә қилғанлиқини, мәзкур келишимгә асасән, фирансийәниң һава мудапиә әслиһәлири билән украина хәлқини русийәниң һуҗумлиридин қоғдашни мәқсәт қилидиғанлиқини билдүрди.

макрон украина һава армийәсиниң еһтийаҗиға асасән украина күрәшчи айропилан учқучилирини мәшиқләндүрүшни башлаш үчүн зөрүр болған тәййарлиқ хизмәтлири тоғрисидиму пикир алмаштурғанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر