зелениский натоға әза болушниң украинаниң бихәтәрлик капалити икәнликини оттуриға қойди

украина пирезиденти виладимир зеленский шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әза болушниң украинаға нисбәтән әң йахши бихәтәрлик капалити икәнликини оттуриға қойди.

1994442
зелениский натоға әза болушниң украинаниң бихәтәрлик капалити икәнликини оттуриға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: зеленский молдавийәниң украина чеграсиниң 20 километир йирақлиқидики тарихий мими қәләсидә өткүзүлгән йавропа сийасий гәвдиси башлиқлар йиғинидин кейин, мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

пирезидент зеленский «украинаниң нато билән болған йеқинлишишта илгириләш һасил қилиши үчүн һәммә ишни қилиши вә бу сигнални иттипаққа әза дөләтләрдин елиши керәк» деди.

украина нато әзаси болған болса, русийә һуҗум қилмаслиқи мумкин иди, дегән зеленский, сөзини давамлаштуруп: «бу әң йахши бихәтәрлик капалитиниң нато икәнликини көрситип бериду» дегәнләрни қәйт қилди.

виладимир зеленский ғәрбтики шериклириниң украинани F-16 күрәшчи айропилани билән тәминләшни қарар қилғанлиқиға миннәтдарлиқ билдүрди һәмдә кийевниң заманиви уруш айропиланлириға еһтийаҗлиқ икәнликини тәкитләп: «биз айропиланларни тапшурувалғучә йашишимиз керәк. әлвәттә шундақ қилимиз, әмма буниң үчүн қоғдилишқа моһтаҗмиз. айропиланимиз болғучә биз техиму көп <вәтәнпәрвәр> намлиқ һава мудапиә системилириға еһтийаҗимиз бар» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر