шималий корейәниң сүний һәмраһ қойуп бериш урунуши мәғлубийәткә учриди

шималий корейәниң бүгүн әтигәнки сүний һәмраһ қойуп бериш мәшғулати тошуғучи ракета системисида кашила көрүлгәнлики сәвәбидин мәғлуп болди.

1993260
шималий корейәниң сүний һәмраһ қойуп бериш урунуши мәғлубийәткә учриди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейәниң CNA хәвәр агентлиқи, дөләтниң шималидики сохае сүний һәмраһ мәркизидин қойуп берилгән «маллигйоң -1» намлиқ һәрбий разведка сүний һәмраһиниң тошуғучи ракетаси билән бирликтә корейә йерим арилиниң ғәрбидики деңизға чүшүп кәткәнликини хәвәр қилди.

шималий корейә дөләтлик авийатсийә вә аләм қатниши идариси байанат елан қилип, тошуғучи ракетаниң иккинчи басқучлуқ от алдуруш системиси вақтида ишлимигәчкә, сүний һәмраһниң сүритиниң астилап кәткәнликини билдүрди.

шималий корейә қойуп бәргән ракета сәвәбидин,җәнубий корейәниң пайтәхти сеул вә йапонийәниң окинава арилида гүдүк челип агаһландуруш берилди.

җәнубий корейә армийәси баш қоманданлиқ иштаби ечең арилиниң 200 километир йирақлиқиға чүшүп кәткән ракетаниң бир парчисини қолға чүшүргәнликини уқтурди.

җәнубий корейә пирезидентлиқ мәһкимиси қармиқидики дөләт бихәтәрлик кеңиши җиддий йиғин чақирип вәзийәтни музакирә қилди һәмдә шималий корейәни әйибләп байанат елан қилип: «мәғлуп болуш - болмаслиқидин қәтийнәзәр, бу хил сүний һәмраһ қойуп беришләр б д т хәвпсизлик кеңишиниң қарарлириға очуқ- ашкара хилаплиқ қилғанлиқ вә корейә йерим арилиниң тинчлиқи вә бихәтәрликигә еғир иғвагәрчилик қилиштур» деди.

йапонийә ташқи ишлар министирлиқиму америка, җәнубий корейә вә йапонийә әмәлдарлириниң бу һәқтә телефон сөһбити елип барғанлиқини, тәрәпләрниң шималий корейәниң сүний һәмраһ қойуп беришини «қаттиқ әйиблигәнлики»ни билдүрди.

бу шималий корейәниң 2016- йилидин буйанқи 6- қетимлиқ сүний һәмраһ қойуп беришиниң мәғлубийәткә учриши болуп һесаблиниду.

пийоңйаң һөкүмити 31- майдин 11- ийунғичә болған арилиқта сүний һәмраһ қойуп беридиғанлиқини йапонийә билән хәлқара деңиз тәшкилатиға мәлум қилғаниди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши йадро қораллири пилани сәвәбидин шималий корейәниң башқурулидиған бомба техникисидин пайдилинип ракета вә сүний һәмраһларни қойуп беришини чәклигәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر