җәнубий америка әллири иттипақи (UNASUR) қайтидин җанланмақта

колумбийә 2019-йили айрилған җәнубий америка әллири иттипақи (UNASUR) ға қайтидиғанлиқини елан қилди.

1993397
җәнубий америка әллири иттипақи (UNASUR) қайтидин җанланмақта
kolombiya.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: сабиқ пирезидент иван дукниң дәвридә, җәнубий америка әллири иттипақи (UNASUR) дин айрилған колумбийә, бу қетим пирезидент густав петрониң қарари билән иттипаққа қайтишни қарар қилди.

петро тивиттер һесабидики йазмисида җәнубий америка әллири иттипақи (UNASUR) ға қайтидин қошулидиғанлиқини билдүрүп, бу иттипақниң наминиң «хәлқара җәнубий америка дөләтлири иттипақи» ға өзгәртилишни тәләп қилди.

җәнубий америка әллири иттипақи (UNASUR) дин 2019-йили айрилған аргентина 22-мартта вә биразилийә 8-апрелда қайтқанлиқини елан қилған иди.

һазир җәнубий америка әллири иттипақи (UNASUR)  ға әза дөләтләр венезуела, боливийә, гвийана, суринам вә перу қатарлиқлардин тәшкил тапиду.

җәнубий америка әллири иттипақи (UNASUR) венезуеланиң сабиқ пирезиденти һуго чавезниң риғбәтләндүрүши билән 2008-йили американиң райондики тәсиригә қарши қурулған иди.

җәнубий америка әллири иттипақи (UNASUR) ға әза алтә дөләт, 2018-йили  21- апрелда  иттипаққа кимниң рәис болуши керәкликигә даир талаш - тартиштин кейин, әзалиқлирини вақтинчә тоңлатқан иди.

баш катипни сайлашта йүз бәргән пикир охшимаслиқи сәвәбидин боливийә, аргентина, биразилийә, чили, колумбийә, парагвай вә перу әйни чағдики җәнубий америка әллири иттипақи (UNASUR) дин вақитлиқ айрилишни қарар қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر