йапонийә баш вәзири өз оғлини катиплиқ вәзиписсидин елип ташлайдиған болди
йапонийә баш вәзири кишида фумийониң катипи вә чоң оғли кишида шотаро рәсмий туралғуда көңүл ечиш соруни қурғанлиқи сәвәбидин вәзиписдин елип ташлинидиған болди.

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийәдә, «кишида шотарониң баш вәзирлик рәсмий туралғусида көңүл ечиш зийапити орунлаштурғанлиқи» ға даир пүткүл дөләт миқйасиға тарқитилидиған «шукан баншун» журнилида чиққан хәвәрниң ғулғулиси давамлашмақта.
хәвәргә қойулған рәсимләрдә, кишиданиң баш вәзирлик рәсмий туралғусида йеқинлири вә чәт әллик меһманлар билән көңүл ечиватқанлиқи, һәмдә йәнә бир кишиниң қизил гиләм билән қапланған пәләмпәйдә йатқанлиқи көрүлиду.
баш вәзир кишида оғлиниң катиплиқ салаһийити вә хәлқ алдидики мәсулийити сәвәбидин рәсмий туралғудики қилмишиниң намувапиқ икәнликини тәкитлиди.
йапонийә баш вәзири өз оғлини катиплиқ вәзиписигә тәйинләш мәсулийитини өз үстигә алғанлиқини тилға елип, кишида шотарониң 1- ийундин етибарән рәсмий вәзиписидин елип ташлинидиғанлиқини елан қилди.
баш вәзир кишида баш катипи вә оғли кишидаға зөрүр болған уқтурушларни бәргәнликини билдүрүп, бу мәсилә тоғрисида йеңи қарар чиқарғанлиқини елан қилди.
дөләт телевизийә истансиси «NHK» ниң хәвиригә асасланғанда, кишида шотародин илгири катиплиқ вәзиписини өтигән йамамото такайоши қайтидин вәзипигә тәйинлинидикән.
кишида фумийо 2021-йили өктәбирдә баш вәзирлик вәзиписини үстигә алған болуп, бир йилдин кейин 31 йашлиқ оғли кишида шотарони иҗраийә катипи қилип тәйинлигән иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

пакистан: қарабағ әзәрбәйҗанниң игилик һоқуқлуқ земини
пакистан қарабағни әзәрбәйҗанниң игилик һоқуқлуқ земини дәп қарайдиғанлиқини елан қилди.