италийәдә миладийә 79-йилидики йанар тағ партлашта қаза қилған үч кишиниң җәсити тепилди
италийәниң помпей қәдимкий шәһиридә елип берилған қезип тәкшүрүш җәрйанида, миладийә 79-йили везув йанар теғидики чоң партлашта қаза қилғанлиқи ениқланған үч кишиниң җәсити тепилди.

түркийә авази радийоси хәвири: италийә мәдәнийәт министирлиқиниң байанатида, помпейда елип бериливатқан қезип тәкшүрүш җәрйанида миладийә 79-йили везувда йүз бәргән чоң партлашта қаза қилған үч кишиниң җәсити тепилғанлиқи вә буларниң қәдимкий шәһәрдә оттуриға чиқирилған әң йеңи археологийәлик байқаш икәнлики уқтурулди.
мәзкур сөңәк қалдуқлириниң помпей қәдимкий шәһиридики партлаш җәрйанида тонурда панаһланған икки айал вә 3-4 йашлиқ бир балиға тәвә икәнлики, уларниң лава, күл вә тупрақ қатлими астида қалғанлиқи уқтурулди.
археологлар йәнә, помпейда әпсаниви көрүнүшләрни өз ичигә алған икки там рәсминиңму байқалғанлиқини билдүрди.
мәдәнийәт министири геннаро сангийулйано: «бу җәсәтләрни тепишниң давамлишиши бизгә помпейда оттуриға чиқирилидиған йәнә қанчилиған нәрсиләрниң барлиқини һес қилдуриду» деди.
наплес әтрапидики помпей қәдимкий шәһири италийәдә һәр йили йүз миңлиған сайаһәтчиләр зийарәт қилидиған җайларниң алдинқи қатарида туриду.