вийеннада бир дохтурханиға от кәтти
австирийә пайтәхти вийенна әтрапиға җайлашқан мөтлиң дохтурханисида йүз бәргән от апитидә үч киши қенидин айрилди, 20 киши ис-түтәкниң тәсиригә учриди.
1992898

түркийә авази радийоси хәвири: төвән австирийә иштати сәһийә идарисиниң байанатчиси матийас хофер кечә вақтида үч бемар бар йатаққа от кәткәнликини вә әтрапқа тезликтә тутушуп кәткәнликини билдүрди.
у үч бемарниң қутқузувелиналмиғанлиқини, 20 кишиниң ис-түтәкниң тәсиригә учриғанлиқини әскәртти.
у дохтурханидики бемарларниң башқа дохтурханиларға йөткәлгәнликини билдүрүп, оператсйәханиниң от кәткән җайға йеқин болуши сәвәбидин бир мәзгил бемар оператсийә қилинмайдиғанлиқи билдүрүлди.
иштатлиқ тәптиш мәһкимиси от кетиш сәвәбиниң тәкшүрүлүватқанлиқини уқтурди.