салвадорниң сабиқ пирезиденти маврикийо фунес 14 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди
салвадорниң сабиқ пирезидентлириниң бири болған маврикийо фунес «қара гуруһлар билән һәмкарлашқанлиқи» үчүн 14 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди.

түркийә авази радийоси хәвири: салвадор йәрлик мәтбуатлириниң хәвәрлиригә асасланғанда, сот мәһкимиси фунесниң дөләттики җинайәт нисбитини төвәнлитиш үчүн қара гуруһлар билән келишим түзгәнликини вә буниң бәдилигә түрмидики шайка рәһбәрлиригә бәзи имтийазлар берилгәнликини билдүргән.
сот мәһкимисиниң гуваһчиларниң байанлири, кишиләрниң доклати вә җавабкарларниң байанлирини тәкшүргәндин кейин һөкүмини елан қилғанлиқи вә фунесни 14 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқи уқтурулди.
сот мәһкимиси йәнә, сабиқ бихәтәрлик министири, пенсийонир генерал давид мунгуйа пайесниму охшаш әйибләш билән 18 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди.
пайес испат аңлаш ахирлашқандин кейинки байанатида, нурғун қаидисизликләрниң барлиқини етирап қилғанлиқини, әмма униңға артилған әйибләшниң қануний асаси йоқлуқини оттуриға қойди.
қара гуруһ рәһбәрлириниң келишим бәдилигә түрмиләрдә көңүл ечиш пирограммилири тәшкиллигәнлики вә қанунсиз вәқәләргә арилашқанлиқи илгири сүрүлди.
салвадорда 2009-йилдин 2014-йилғичә пирезидентлиқ вәзиписини өтигән 64 йашлиқ фунес, 2019-йили дөлитигә қайтурулмаслиқ үчүн никарагуа пуқралиқиға өткән иди.