кийевға һуҗум қилишни давамлаштуруатқан русийә, грахамни қолға чүшүрүлидиғанлар тизимликигә киргүзди

русийәниң украинаниң пайтәхти кийевға қаратқан һава һуҗумлирида бир адәм қаза қилди, төт адәм йариланди.

1992772
кийевға һуҗум қилишни давамлаштуруатқан русийә, грахамни қолға чүшүрүлидиғанлар тизимликигә киргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: кийев йеқинқи бир күн ичидә үчинчи қетим учқучисиз һава аппарати һуҗумлириға учриди؛ һуҗумларда кәм дегәндә бир адәм қаза қилди, төт адәм йариланди.

һуҗум билән тәң алақзадә болуп кәткән амма метро бекәтлири вә панаһлиниш орунлириға киривелишқа тиришти. 20 дин артуқ учқучисиз һава аппаратиниң һава мудапиә системилири тәрипидин йоқитилғанлиқи билдүрүлди.

украина армийәси түнүгүн (29-май) байанат елан қилип, русийәниң кийевға 11 данә искәндәр намлиқ башқурулидиған бомба қойуп бәргәнликини, бомбиларниң һәммисиниң һавада вәйран қилинғанлиқини елан қилғаниди.

русийәниң йәкшәнбә күни кәчтиму кийевға 54 учқучисиз һава аппарати билән һуҗум қилғанлиқи, уларниң 52 синиң етип чүшүрүветилгәнлики қәйт қилинғаниди.

русийәниң пайтәхти москваму учқучисиз һава аппарати һуҗумлириға дуч кәлди.

чүшүрүветилгән учқучисиз һава аппаратлириниң бәзи биналарға азрақ зийан йәткүзгәнлики, бир кишини йәңгил йариландурғанлиқи билдүрүлди.

русийә дөләт мудапиә министирлиқи болса, украина һава армийәси базилириниң йирақ мусапилиқ сәзгүр бомбилар билән бомбардиман қилинғанлиқини уқтурди.

украина армийәсиниң бу һәқтики байанатидиму порт шәһири одессаға қилинған һуҗумда, бәш айропиланниң кардин чиққанлиқи билдүрүлди.

йәнә бир тәрәптин, русийә украинани зийарәт қилип байанат бәргән америка кеңәш палата әзаси линдсей грахамни тутуш буйруқи чиқирилғанлар тизимликигә киргүзди.

америка кеңәш палата әзаси грахам украина пирезиденти олодимир зеленский билән көрүшкәндә, русийәниң тоқунуштики һәрбий талапитиниң американиң әң йахши чиқимлириниң бири икәнликини илгири сүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر