җәнубий корейә билән йеңи зеландийә мунасивәтлирини күчәйтишни қарар қилди

җәнубий корейә ташқи ишлар министири парк җин вә йеңи зеландийә ташқи ишлар министири нанайа махута (Nanaia Mahuta) икки дөләт мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш вә дунйави мәсилиләрдә өзара һәмкарлиқларни күчәйтиш тоғрисида өзара пикир алмаштурди.

1993079
җәнубий корейә билән йеңи зеландийә мунасивәтлирини күчәйтишни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йонхап агентлиқиниң хәвиридә билдүрүлишичә, җәнубий корейә министирлиқи байанат елан қилип, парк җин вә махутаниң «җәнубий корейә-тинч окйан араллири рәһбәрләр йиғини» рамкисида бир йәргә җәм болғанлиқини билдүргән.

икки министирниң тинч окйан районидики һәмкарлиқи, иқтисадий, сода вә корейә йерим араллири вәзийитиниң музакирә қилинғанлиқи әскәртилгән байанатта, парк җин вә махута ортақ мәнивийәтләргә тайанған һәмкарлиқларни тәрәққий қилдурушта келишим һасил қилғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта йәнә, икки минстирниң диҗитал сода, билим вә технологийә саһәлиридики мунасивәтләрни күчәйтиш тоғрисида вәдә бәргәнлики әскәртилди.

җәнубий корейә пирезиденти йун сукйеол саһибханлиқида өткүзүлгән «җәнубий корейә-тинч окйан араллири рәһбәрләр йиғини» да, рәһбәрләр йиғинниң биринчи күнидә килимат өзгириши вә тәрәққийат мәсилилирини музакирә қилди.

йиғиндин кейин сеул һөкүмити вә 17 арал дөлити тәрипидин елан қилинған ортақ хитабнамәдә, җәнубий корейә вә тинч окйан дөләтлириниң килимат өзгиришигә қарши күрәш вә тәрәққийатни асас қилған, шундақла башқа саһәләрдиму һәмкарлиқларни илгири сүрүшни қарар қилғанлиқи қәйт қилинған иди.

мәзкур йиғин 29-майдин 30-майғичә «ортақ байашадлиқ йолида илгириләш: көк тинч окйан билән һәмкарлиқларни күчәйтиш» темиси астида өткүзүлди. йиғинға, 17 дөләт қатнашқан болуп, 12 дөләтниң дөләт башлиқи, бәш дөләтниң мунасивәтлик министирлири иштирак қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر