украина 11 данә искәндәр намлиқ башқурулидиған бомбини пачақлап ташлиди

украина армийә иштаб башлиқи валерий залужний русийә армийәсиниң пайтәхт кийевға қаритип атқан 11 данә искәндәр намлиқ башқурулидиған бомбиниң пачақлап ташланғанлиқини елан қилди.

1992580
украина 11 данә искәндәр намлиқ башқурулидиған бомбини пачақлап ташлиди

түркийә авази радийоси хәвири: украина армийә иштаб башлиқи валерий залужний иҗтимаий таратқу адресида байанат елан қилип, русийәниң бир күндә икки қетим украинаға башқурулидиған бомба һуҗуми қилғанлиқини билдүрди.

у русийәниң шу йәр вақти 11.30 өткәндә кийевға башқурулидиған бомба билән һуҗум қилғанлиқини әскәртип: «шимал тәрәптин <м-искәндәр> вә <к-искәндәр> типлиқ 11 данә башқурулидиған бомба етилди» деди.

кийевда арқиму арқа партлашларниң йүз бериватқанлиқи елан қилинған иди.

кийев шәһәр башлиқи виталий кличко иҗтимаий таратқу адресида байанат елан қилип, әтигән (28-май) тәрәптә қилинған һуҗумларда, партлашларниң йүз бәргәнликини билдүргән иди.

кийев шәһәрлик һәрбий идарәниң байанатида, 40 тин артуқ башқурулидиған бомба вә учқуларниң украина һава мудапиә системилири тәрипидин пачақлап ташланғанлиқи қәйт қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر