русийә армийәси украинаниң пайтәхти кийевға һавадин һуҗум қилди

украина һава мудапиә қисимлири 40 тин артуқ нишанни һавада пачақлап ташлиди.

1992234
русийә армийәси украинаниң пайтәхти кийевға һавадин һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: кийев шәһәрлик һәрбий ишлар идарисиниң байанатида, русийә қисимлириниң пайтәхт кийевға һавадин һуҗум қилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, русийә қисимлириниң әтигәндила (28-май) кийевға башқурулидиған бомба вә учқучисиз айропилан  билән һуҗум қилғанлиқи,  пәқәт мушу май ейи ичидила пайтәхткә 15 қетим һава һуҗуми қилғанлиқи әскәртилди.

байанатта, кийевға һуҗум қилған 40  тин артуқ нишанниң украина һава мудапиә қисимлири тәрипидин байқалғанлиқи вә һавада пачақлап ташланғанлиқи уқтурулди.  

кийев шәһәр башлиқи витали кличкому иҗтимаий алақә торида елан қилған байанатида, һавада пачақлап ташланған бир қисим башқурулидиған бомба парчилириниң һәрқайси районлардики аммиви ул- әслиһәләргә  чүшүп зийан салғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر