исраилийәдә һөкүмәткә қарши намайишлар давамлашмақта
исраилийә хәлқи баш министир бенйамин нетанйаһу башчилиқидики бирләшмә һөкүмәтниң әдлийә органлириниң һоқуқини чәклимигә учритидиған бәлгилимә чиқарғанлиқиға қарши намайишлирини давамлаштурмақта.

түркийә авази радйоси хәвири: нетанйаһу башчилиқидики ашқун оң қанат бирләшмә һөкүмәтниң әдлийә бәлгилимилиригә қарши һәр шәнбә күни кәчтә кәң көләмлик намайиш өткүзүватқан исраилийә хәлқи, намайишниң 21-һәптисидә йәнә пүтүн мәмликәт миқйасида мәйданларға чиқти.
тел авив, ғәрбий қуддус, һайфа вә бируссәби қатарлиқ шәһәрләрдин башлиғанчә пүтүн мәмликәт миқйасидики ондин атоқ нуқтида онмиңлиған исраилийәлик намайишқа қатнашти.
миңлиған намайишчилар һәр һәптидикигә охшаш тел авивниң қаплан кочисидики һөкүмәт бинасиниң алдиға йиғилди.
қаплан кочисиға қурулған мунбәрдә, җәмийәтниң охшимиған қатламлиридин кәлгән вәкилләр нутуқ сөзлиди, һөкүмәтниң әдлийә бәлгилимилиригә қарши демократийәни тәкитлиди.
намайишта һөкүмәтниң әдлийә бәлгилимисидин башқа йәнә, айалларға қаритилған зораванлиқ вә исраилийәдики әрәб пуқралири дуч кәлгән кәмситиш қатарлиқ мәсилиләргиму наразилиқ билдүрүлди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

пакистан: қарабағ әзәрбәйҗанниң игилик һоқуқлуқ земини
пакистан қарабағни әзәрбәйҗанниң игилик һоқуқлуқ земини дәп қарайдиғанлиқини елан қилди.