судандики қанлиқ туқунушлар түнүгүн қайтидин әвҗ алди
тәрәпләр оттурисида имзаланған бир һәптилик уруш тохтитиш келишимигә қаримастин тоқунушлар түнүгүн (2023-йили 27-май) қайтидин йуқири пәллигә чиқти.

түркийә авази радйоси хәвири: суданда апрелниң оттурилиридин буйан давам қиливатқан армийә билән йерим һәрбий тез қоллаш әтрити (HDK) оттурисидики тоқунуш, америка вә сәуди әрәбистанниң мурәссә қилиши билән 22-май (2023) да имзаланған бир һәптилик уруш тохтитиш келишимигә шундақла американиң ембарго тәһдитигә қаримастин түнүгүн қайтидин әвҗ алди.
шаһитларниң сөзигә асасланғанда, пайтәхт хартумниң ғәрбигә җайлашқан мугрен мәһәллиси һәр икки тәрәп еғир типлиқ қоралларни ишләткән тоқунушларға сәһнә болған. уруш айропиланлири пайтәхт асминида тохтимай учқан вә районда шиддәтлик партлашлар аңланған.
тәрәпләр, америка вә сәуди әрәбистанниң мурәссәчиликидә 20 - майда уруш тохтитишни елан қилған һәмдә шу йәрниң вақти 21.45 дин башлап келишимниң күчкә игә болидиғанлиқини елан қилишқан иди.
америка ташқи ишлар министири антони блинкен уруш тохтитиш күчкә игә болуп бир күндин кейин, судан генераллири ахирқи уруш тохтитиш келишимигә әмәл қилмиған тәқдирдә ембаргоға учрайдиғанлиқини агаһландурған иди.
судан дөләт мудапиә министирлиқи түнүгүн пенсийәгә чиққан әскәрләр вә қорал тутушни билидиғанларға қарита сәпәрвәрлик елан қилған иди.
пайтәхт хартум вә униң әтрапидики тоқунушлар кәскинләшкән районлардин дөләт ичидики бихәтәр районларға қечиштин башқа йәнә, сүрийә, йәмән вә мисир қатарлиқ суданда пуқраси көп дөләтләрниң өз пуқралирини тарқақлаштуруш хизмәтлири давамлашмақта.