голландийәдики намайишта  1579 киши назарәткә елинди

голландийә сақчилири мәмурий пайтәхт лаһәйдә қатмал йеқилғу ишлитишни тохтитиш үчүн намайиш өткүзгән муһит асраш паалийәтчилиригә су зәмбирики ишлитип тарқитиветишкә урунди, 1579 кишини назарәткә алди.

1991760
голландийәдики намайишта  1579 киши назарәткә елинди

түркийә авази радйоси хәвири: «йоқилиш исйани» намлиқ муһит асраш гурупписиниң тәшкиллиши билән бир йәргә җәм болған миңлиған киши, шәһәрниң кириш еғизи болған A12 ниң әң ахирқи қисмини тақап, қатнаш линийәсиниң тохтап кетишини кәлтүрүп чиқарди.

нефит, көмүр вә тәбиий газ ишлитишни тохтитишни тәләп қилған намайишчилар, һөкүмәтниң қатмал йеқилғу сийаситини тәнқид қилди.

намайишчилар «қатмал йеқилғу санаитигә йардәм беришни тохтат», «дунйаға йахши муамилә қил» вә «қатмаллашма әхмәқ» дегән лозункиларни көтүрүп узунғичә йолда олтурувелип наразилиқ билдүрди.

намайиш өткүзүлгән җайниң намайиш чәкләнгән район икәнликини әскәрткән сақчилар, намайишниң башлиниши билән тәң намайишчиларни тарқитивәтмәкчи болди.

сақчиларниң намайишчиларға су чечип, агаһландурушиға қаримай йол вә униң әтрапидин айрилмиғанлар назарәткә елинип, аммиви аптобуслар билән райондин йирақлаштурулди.

лаһәй сақчилири твиттерда елан қилған байанатида, 1579 кишиниң назарәткә елинғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر