б д т:  судандики тоқунушлар давамлишиватиду

бирләшкән дөләтләр тәшкилати суданда тәрәпләр оттурисида қисқа муддәтлик уруш тохтитилған болушиға қаримай айрим тоқунушларниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.

1991568
б д т:  судандики тоқунушлар давамлишиватиду

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати байанатчиси стефан дуҗаррич күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, суданниң нөвәттики вәзийити һәққидә мәлумат бәрди.

дуҗаррич бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң уруш тохтитишни рәсмий назарәт қилмиғанлиқини, бу дөләтниң охшимиған җайлиридики хәлқниң йәнила қаттиқ азаб - оқубәткә дучар болуватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «әң йеңи мәлуматларға қариғанда, суданда айрим тоқунушлар давамлашмақта. инсанпәрвәрлик йардәмчилиримиз тоқунуш тохтиған һаман йардәм беришкә тиришмақта.»

у бирләшкән дөләтләр тәшкилати дунйа ашлиқ пирограммисиниң суданда 600 миң кишигә йардәм қилғанлиқини, дунйа сәһийә тәшкилатиниңму тоқунуш башланғандин буйан 38 сәһийә муәссәсәсиниң  һуҗумға учриғанлиқини доклат қилғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر