йапонийәдә йәр тәвриди

йапонийә пайтәхти токйониң шәрқигә җайлашқан чиба иштатиниң деңиз тәвәликидә 6.2 бал йәр тәвриди.

1991361
йапонийәдә йәр тәвриди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә метерологийә идарисиниң мәлуматиға асасланғанда, чиба иштатиниң камису деңиз тәвәликидә йәр тәвриш йүз бәргән.

билдүрүлишичә, йәр тәврәш шу йәр вақти 19.03 өткәндә йәрдин 50 километир чоңқурлуқта йүз бәргән, әмма һечқандақ аәаһландуруш елан қилинмиған.

йәр тәврәш чибадин башқа, пайтәхт токйо билән әтрапидики канагава, ибараки вә саитама иштатлиридиму һес қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر