җәнубий корейә билән америка кәң көләмлик маневир башлиди

җәнубий корейә билән америка шималий корейә чеграсида раст оқ-дора қоллинилған кәң көләмлик уруш манивери башланди.

1990835
җәнубий корейә билән америка кәң көләмлик маневир башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә тәрипидин елан қилинған байанатта, маниверға қарита «дүшмәнләрчә бир ишғалийәт репетитсийәси» дәп баһа берилди вә бундақ ишларға йол қоймайдиғанлиқи билдүрүлди.

бүгүн (25май) тунҗи қетим өткүзүлгән бирләшмә маниверниң бәш басқучтин тәркиб тапидиғанлиқи вә ийун ейииниң оттурилирида ахирлишидиғанлиқи уқтурулди.

шималий корейә һөкүмити болса, җәнубий корейә билән вашингтон оттурисидики бу маниверға һәр вақиттикигә охшаш башқурулидиған бомба вә башқа қоралларни синақ қилиш арқилиқ җаваб қайтурмақта.

шималий корейә 2022-йилиниң бешидин буйан 100 дин артуқ башқурулидиған бомба синиқи қилди.

шималий корейә һөкүмитиниң байанатида, буларниң һәммисиниң америка вә җәнубий корейәниң ортақ маниверлириға җавабән қилинғанлиқи оттуриға қойулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر