йавропа украина учқучилириға F-16 ларни ишлитишни өгитишни башлиди

йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә хәвпсизлик сийасәтлири али вәкили җосеп боррел полша қатарлиқ бир қанчә дөләттә украина учқучилирини F-16 күрәшчи айропиланлирини ишлитиш бойичә мәшиқләндүрүшниң башланғанлиқини елан қилди.

1989831
йавропа украина учқучилириға F-16 ларни ишлитишни өгитишни башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: җосеп боррел йавропа иттипақи дөләтлири мудапиә министирлири йиғиниға кириштин илгири мәтбуатқа байанат бәрди.

«наһайәт украиналиқ учқучиларни F-16 күрәш айропилан ишлити бойичә тәрбийәләшниң башлиғанлиқидин хушалмән» дегән боррел, буниңға вақит кетидиғанлиқини, әмма қанчә тез тамамланса, шунчә йахши болидиғанлиқини ейтти.

боррел мәшиқниң бир қанчә дөләттә башланғанлиқини, у дөләтләрниң бириниң полша икәнликини билдүрди.

у йавропа иттипақи дөләтлириниң украинани қорал- йарағ вә оқ- дора билән тәминлишини тезлитиш үчүн йолға қойулуши пиланланған бирләшмә сетивелиш мусаписиниң қайси басқучта икәнлики тоғрисидики соалға «бу хизмәтләр илгириләватиду» дәп җаваб бәрди.

өткән һәптә йапонийәдә өткүзүлгән йәттә дөләт гуруһи башлиқлар йиғинида, F-16 күрәшчи айропиланлириниң украинаға берилишиниң йоли ечилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر