американиң небраска иштатида бала чүшүрүш чәкләнди
американиң небраска иштатида һамилдарлиқниң 12-һәптисидин башлап бала чүшүрүшни чәкләйдиған қанун тәклип лайиһәси мақулланди.
түркийә авази радийоси хәвири: җумһурийәтчиләр партийәсиниң небраска валийси җим пиллен (Jim Pillen) алдинқи һәптә иштат парламентида мақуллиған һамилдарлиқниң 12-һәптисидин башлап бала чүшүрүшни чәкләйдиған қанун лайиһәсини имзалиди.
мәзкур қанун лайиһәси даирисидә, өктәбир (2023) дин башлап 19 йаштин төвәнләрниң җинсийәт өзгәртиш оператсийәси қилдуруши вә бу даиридә һормон билән давалинишиниң алди елиниду.
валий пиллен бүгүнләрниң небраска иштати үчүн «тарихий» бир күн икәнликини әскәртип, бовақларни қоғдайдиған бу қанунниң консерватиплар үчүн муһим ғәлибә икәнликини оттуриға қойди.
йеқинқи мәзгилләрдә, болупму җумһурийәтчиләр партийәсиниң башқурушидики бәзи иштатларда һамилдарлиқниң мәлум һәптисидин кейин бала чүшүрүшниң алдини елишқа мунасивәтлик тәдбирләр йолға қойулуватқан болуп, бала чүшүрүш дорисини ишлитишкә чәклимә қойулмақта.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
исраилийә ливанниң җәнубий вә шәрқий районлирини бомбардиман қилди
исраилийә уруш айропиланлири ливанниң шәрқий вә җәнубидики охшимиған районларни бомбардиман қилди.