пакистан баш министири әрдоғанни тәбриклиди

пакистан баш министири шаһбаз шериф 14 – май күни өткүзүлгән җумһур рәис вә парламент әзалири омумий сайламлирида ғәлибә қилған җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни тәбриклиди.

1989501
пакистан баш министири әрдоғанни тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, пакистан баш министири шаһбаз шериф җумһур рәис әрдоғанға телефон қилип, 14 – май күни өткүзүлгән  җумһур рәис вә парламент әзалири омумий сайламлиридики ғәлибисини тәбриклигән, шундақла 28 – май күни өткүзүлидиған иккинчи айланма сайламдиму мувәппәқийәт тилигән вә бу сайламниң түркийә хәлқи үчүн хәйрилик болушиға тиләкдашлиқ билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر