нигерийәдә йүз бәргән һуҗумда 18 киши өлди

нигерийәдә пат – пат   чарвичилар билән деһқанлар оттурисидики тоқунушларға сәһнә болидиған бене өлкисидә йүз бәргән һуҗумда кәнт аһалисидин 18 киши һайатидин айрилди.

1989737
нигерийәдә йүз бәргән һуҗумда 18 киши өлди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә таратқулириниң хәвәрлиригә қариғанда, кимлики намәлум қораллиқлар бене өлкисиниң ийе кәнтигә һуҗум қилған.

һуҗумда кәнт аһалисидин 18 киши һайатидин айрилған, көп санда киши йариланған.

бене өлкилик сақчи идарисиниң байанатчиси катерине анене һуҗумдин кейин нәқ мәйданға дөләт хәвпсизлик күчлириниң әвәтилгәнликини вә тәкшүрүш башланғанлиқини ейтқан.

бене өлкисидә икки гуруппиниң зораванлиқ һәрикәтлири сәвәбидин өткән айда 150 гә йеқин адәм өлгән, 18 миңдин артуқ адәм өй – маканлиридин айрилип қалғаниди.

хәвәрләрдә дейилишичә, нигерийәниң шималий қисми пат – пат  чарвичилиқ билән шуғуллинидиған фуланилар вә деһқанчилиқ билән шуғуллинидиған бәзи қәбилиләр оттурисидики шиддәтлик тоқунушларға сәһнә болидикән.

көчмән чарвичи фуланилар  болса деһқанларниң чарва-маллирини оғрилап, өзлиригә һуҗум қилишқа урунуватқанлиқини илгири сүридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر