сәуди әрәбистан аләм кемисини мувәппәқийәтлик һалда бошлуққа йоллиди

сәуди әрәбистанлиқ аләм учқучилири әли қәрни билән рәййанә бәрнави олтурған аләм кемиси — AX-2 мувәппәқийәтлик қойуп берилди.

1989245
сәуди әрәбистан аләм кемисини мувәппәқийәтлик һалда бошлуққа йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан хәвәр қанили «әлихбариййә»ниң твиттердики адресида елан қилинған байанатқа асасланғанда, қәрни билән бәрнави олтурған аләм кемиси мувәппәқийәтлик қойуп берилгән болуп, хәлқара аләм базисиға қарап илгирилимәктә икән.

сәуди әрәбистан аләм қатниши идариси өткән йилиниң сентәбир ейида байанат елан қилип, «2030- йиллиқ пилан» даирисидә аләм қатниши пирограммисиниң йолға қойулғанлиқини, бу арқилиқ аләм қатниши саһәсидин пайдилиниш вә бу саһәдики тәтқиқатларға төһпә қошушниң нишан қилиниватқанлиқини оттуриға қойғаниди.

сәуди әрәбистан аләм қатниши идарисиниң 14- февралдики байанатида, рәййанә бәрнави билән әли қәрниниң AX-2 аләм кемиси билән аләм бошлуқиға йолға селинидиғанлиқи билдүрүлгәниди.

байанатта, аләм кемисиниң мушу йилниң кейинки йеримида америкадин һәрикәт қилишиниң қарар қилинғанлиқи, пирограмма даирисидә мәрйәм фирдәвс билән әли әлғамиди исимлик аләм учқучилириниң аләм бошлуқи тәтқиқатлири бойичә тәрбийәлинидиғанлиқи елан қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر