нигерийәдики қораллиқ һуҗумда 87 киши қаза қилди

нигерийә сақчилири платеу өлкисидә 15-майда йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 87 кишиниң қаза қилғанлиқини билдүрди.

1988727
нигерийәдики қораллиқ һуҗумда 87 киши қаза қилди

түркийә авази радйоси хәвири: платеу өлкилик сақчи идариси байанатчиси алабо алфред 15-майда фуңзай вә кубйат йезилириға қилинған һуҗумда 87 кишиниң қаза қилғанлиқини вә 39 кишиниң йариланғанлиқини елан қилди.

алфред йариланғанларниң өлкиниң охшимиған җайлиридики дохтурханиларда давалиниватқанлиқини  билдүрүп, һуҗумға четишлиқ 7 кишиниң қолға елинғанлиқини әскәртти.  

алфред қолға елинғанларниң керәклик тәкшүрүш ахирлашқандин кейин сотқа чиқирилидиғанлиқини уқтурди.

платеу өлкисигә қарашлиқ  фуңзай вә кубйат йезилирида 15-майда кәчтә қораллиқ һуҗум йүз бәргән иди.

мвагавул тәрәққийат җәмийитиниң рәиси җосеф гванкат һуҗумда 125 кишиниң һайатидин айрилғанлиқини елан қилған иди.

дөләт мәтбуатлиридики хәвәрләрдә тәхминән 20 миң кишиниң өй-маканлирини ташлап, черкав, мәктәп вә очуқ йәрләрдә панаһланғанлиқи илгири сүрүлгән иди.  

һуҗумдин кейин, өлкидә зораванлиқниң алдини елиш үчүн 24 саәтлик кочиға чиқиш чәклимиси елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر