зеленискийниң йәттә дөләт гуруһи башлиқлар йиғиниға биваситә қатнишиши мумкин икән

украина пирезиденти виладимир зеленскийниң йапонийәдә давамлишиватқан йәттә дөләт гуруһи башлиқлар йиғиниға биваситә қатнишиш мумкинчилики барлиқи билдүрүлди.

1988464
зеленискийниң йәттә дөләт гуруһи башлиқлар йиғиниға биваситә қатнишиши мумкин икән

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә рәсмий хәвәр агентлиқи — кйодониң йапонийә һөкүмәт мәнбәлирини асас қилған бир хәвиридә, буниңдин илгири йәттә дөләт гуруһи башлиқлар йиғиниға син көрүнүшлүк һаләттә қатнишидиғанлиқи елан қилинған зеленскийниң хирошимаға берип биваситә қатнишиш мумкинчилики барлиқи илгири сүрүлди.

башлиқлар йиғининиң пирограмма җәдвилигә асасән, рәһбәрләрниң украина киризиси тоғрисида мәхсус йиғин ечиш күтүлмәктә.

әмәлгә ашқан тәқдирдә, бу зеленскиниң русийәниң һуҗумлири башланған 2022 - йили 2 - айдин буйанқи тунҗи қетимлиқ асийа зийарити болуп һесаблиниду.

зеленскиниң рәһбәрләр билән көрүшүп, йәттә дөләт гуруһиға әза дөләтләрниң украина билән болған нөвәттики һәмкарлиқини күчәйтишни мәқсәт қилидиғанлиқи әскәртилди.

америка, фирансийә, әнглийә, германийә, канада вә италийә рәһбәрлириниң иштирак қилиши билән йапонийәниң саһибханлиқида башланған йәттә дөләт гуруһи башлиқлар йиғини 21 - май ахирлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر