америкада «әнәниви түрк күни йүрүши» паалийити 20-майда өткүзүлиду

американиң нйу йорк шәһиридә 1981-йилдин буйан өткүзүлүватқан «әнәниви түрк күни йүрүши» паалийити 20-майда өткүзүлиду.

1988038
америкада «әнәниви түрк күни йүрүши» паалийити 20-майда өткүзүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң нйу йорктики консулханисиниң иҗтимаий алақә адресида синлиқ учур һәмбәһирлигән баш консул рәйһан өзгур барлиқ пуқраларни түркийә күни йүрүшигә тәклип қилди.

баш консул рәйһан өзгур: «бу паалийәт җумһурийитимизниң 100 - йиллиқи мунасивити билән 20-май шәнбә күни мәнхаттонда түркийә америка бирләшмиси (TADF) тәрипидин өткүзүлиду. барлиқ пуқралиримизниң 40-нөвәтлик әнәниви түркийә күни йүрүшигә қатнишишини қизғин қарши алимиз» деди.

у әнәниви түрк күни йүрүшиниң түрк-америка җәмийитиниң бирлик вә баравәрлики билән, американиң иқтисадий вә мәдәнийәт турмушиға қошқан төһписиниң көрүнәрликини йуқури көтүрүш нуқтисидин муһимлиқини тилға елип, болупму балилар вә йашларниң иштирак қилишиға алаһидә әһмийәт бәргәнликини билдүрди.

түркийә америка бирләшмиси бу һәқтә елан қилған байанатида, йүрүш паалийитиниң нйу йоркниң мәнхаттондики мадисон кочисида шу йәрниң вақти әтигән саәт 11:30 дә башлинидиғанлиқини уқтурди.

америкада түркийә дипломатлириниң әрменийә террорлуқ тәшкилати асала (ASALA) тәрипидин шеһит қилинғанлиқиға наразилиқ билдүрүш мәқситидә 1981 - йили тунҗи қетим уйуштурулған бу йүрүш паалийити кейинки йилларда әнәнигә айланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر