нигерийәдики америка әлчиханиси хадимлири қораллиқ һуҗумға учриди

нигерийәниң шәрқий җәнубидики анамбра өлкисидә америка әлчиханиси хизмәтчилириниң қораллиқ һуҗумға учриғанлиқи, вәқәдә дәсләпки ениқлашларға қариғанда, төт кишиниң қаза қилғанлиқи билдүрүлди.

1987506
нигерийәдики америка әлчиханиси хадимлири қораллиқ һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә таратқулири, анамбра өлкисидә инсанпәрвәрлик йардәм паалийити елип бериватқан америка әлчиханиси хадимлириниң огбару районида қораллиқ һуҗумға учриғанлиқини, дәсләпки ениқлашларға қариғанда, вәқәдә төт кишиниң қаза қилғанлиқини, нурғун адәмниң йариланғанлиқини хәвәр қилди.

американиң абуҗадики әлчиханиси байанат елан қилип, америка хадимлириниң нигерийә бихәтәрлик хадимлириниң вәқәни тәкшүрүш хизмәтлиригә һәмкарлишиватқанлиқини билдүрди.

нигерийәниң җәнубидики биафра йәрлик хәлқи намлиқ террорлуқ тәшкилати бу хил һуҗумларни пат – патла садир қилип туриду.

биафра хәлқиниң нигерийәниң җәнубида мустәқил дөләт қуридиғанлиқини тәләп қилип башлиған исйани пәйда қилған 1967 - йилидики ички урушта милйонлиған адәм қаза қилғаниди.

1967 - йили дөләтниң шәрқий җәнубида қурулған биафра җумһурийити ички уруш ахирлашқандин кейин, қайтидин нигерийәниң игилик һоқуқи астиға қайтип кәлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر