германийәдә қолға елинған түркийәлик журналистлар қойуп берилди

германийәдә қолға елинған түркийәлик журналист исмаил әрәл вә җәмил албай қойуп берилди.

1987759
германийәдә қолға елинған түркийәлик журналистлар қойуп берилди

түркийә авази радийоси хәвири: германийә сақчилири сабаһ гезитиниң фиранкфорттики йавропа хәвәр мәркизи ишханисиға бесип керип, тутқуқ қилған  сабаһ гезитиниң германийә вәкили исмаил әрәл вә хәвәр дериктори җәмил албайниң қойуп берилгәнлики елан қилинди.

германийә сақчилири ишханиға бесип керип тутқуқ қилиш җәрйанида әрәл вә албайниң өйидә вә «сабаһ гезити» ниң йавропа ишханисидиму тәкшүрүш елип барған шундақла компйутер вә телефонлирини мусадирә қилған иди.

бу бесип керип тутқуқ қилишниң немә мәқсәттә елип берилғанлиқи тоғрисида һечқандақ мәлумат бәрмигән иди.

түркийә ташқи ишлар министирлиқи вә кәспий тәшкилатлар бу икки мухбирниң қойуп берилиши үчүн һәркәттә өткән иди.

түркийә ташқи ишлар министирлиқи «сабаһ гезити» ниң франкфорт ишханиси вәкиллириниң германийә сақчилири тәрипидин сәвәбсиз тутқун қилинишини қаттиқ әйиблигән иди.

министирлиқ тәрипидин елан қилинған байанатта, мәтбуат вә пикир әркинлики тоғрисида пүтүн дунйаға дәрс өтүшкә урунидиған германийәниң бу һәрикитиниң әркин мәтбуатқа қарши қош өлчәмлик позитсийәсини ашкарилиғанлиқи тәкитлинип, бу һәқтә германийәдә керәклик һәрикәтләрниң елип берилғанлиқи һәмдә түркийәниң қаттиқ наразилиқиниң бүгүн германийәниң әнқәрәдә  турушлуқ баш әлчиси җурген шулзға йәткүзүлгәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر