йапонийә хитай - русийә һәрбий һәмкарлиқидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди

йапонийә һөкүмити русийә билән хитайниң асийадики һәрбий һәмкарлиқиниң күнсери күчийишидин әндишә қиливатқанлиқини, йавропаниң бихәтәрликини һинди- тинч окйанниң бихәтәрликидин айрип қариғили болмайдиғанлиқини елан қилди.

1986512
йапонийә хитай - русийә һәрбий һәмкарлиқидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә ташқи ишлар вәзири һайаши йошимаса шиветсийә пайтәхти стокһолмда чақирилған һинди- тинч окйан дөләтлири ташқи ишлар министирлири йиғинида, русийә билән хитайниң райондики паалийәтлиригә наразилиқ билдүрди.

токйониң русийә билән хитайниң асийадики һәрбий һәмкарлиқидин әндишә қиливатқанлиқиға ишарәт қилған һайаши, русийә - украина киризисиниң йавропаниң бихәтәрликини һинди- тинч окйанниң бихәтәрликидин айрип қариғили болмайдиғанлиқини көрситип бәргәнликини оттуриға қойди.

русийәниң украинаға қилған һуҗуминиң хәлқара тәртипниң асасини зилзилигә салғанлиқини билдүргән һайаши, бу урушқа хәлқара җәмийәтниң ортақ инкас қайтуруши керәкликини әскәрткән һалда: «әксичә болғанда, башқа районлардиму мушуниңға охшаш доел елан қилишларни кәлтүрүп чиқириши, бизниң тинчлиқимиз вә гүллинишимизниң асаси болған нөвәттики тәртип негизидин астин – үстүн болуп кетиши мумкин» деди.

йапонийә ташқи ишлар вәзири хитайниң шәрқий деңиз вә җәнубий деңизниң һазирқи һалитини бир тәрәплимә һалда өзгәртиш урунушини давамлаштуруватқанлиқиға, буниң билән бирликтә, тәйвән боғузидики һәрбий паалийәтлирини күчәйтиватқанлиқиға ишарәт қилип: «буниңдин башқа, хитай билән русийә (районда) бомбардиманчи айропиланлирини бирликтә учуруш вә йапонийәгә йеқин җайларда деңиз армийәси маневирлирини өткүзүш қатарлиқ һәрбий һәмкарлиқларни күчәйтиватиду» деди.

шималий корейәниң «мисли көрүлмигән дәриҗидики зичлиқ вә услуб»та баллистик башқурулидиған бомба синақлирини қилғанлиқини әслитип өткән һайаши, бу синақлар нәтиҗисидә районда «иғвагәрчиликләрниң күчийип кәткәнлики»ни ейтип агаһландурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر