судандики тоқунушуватқан тәрәпләр оттурисида «җиддә хитабнамиси» келишими имзаланди

суданда армийә билән судан тез йардәм бериш қисимлириниң бир айға йеқин вақиттин буйан давамлишиватқан тоқунушини тохтитиш үчүн, «җиддә хитабнамиси» келишими имзаланди.

1985547
судандики тоқунушуватқан тәрәпләр оттурисида «җиддә хитабнамиси» келишими имзаланди

түркийә авази радийоси хәвири: судан таратқулири америка қошма иштатлири билән сәуди әрәбистанниң тәшәббусиға асасән, сәуди әрәбистанниң җиддә шәһиридә башланған судандики киризисни һәл қилиш сөһбәтлири нәтиҗисидә тәрәпләрниң хитабнамигә имза қойғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрләрдә көрситилишичә, хитабнамидә, судан армийәси билән судан тез йардәм бериш қисимлириниң пуқраларға зийан йетидиған һәр қандақ һуҗумдин өзини қачуридиғанлиқи, һәр икки тәрәпниң судан хәлқиниң мәнпәәтини алдинқи орунға қойидиғанлиқи тәкитләнгән.

хитабнамидә, судандики барлиқ пуқраларниң тоқунуш вә қоршав астидики районлардин айрилишиға, тарқақлаштурулушиға рухсәт қилиниши һәмдә тәрәпләрниң инсаний сәвәбләр түпәйли елан қилинған уруш тохтитиш чақириқлириға әмәл қилиши тәләп қилинған.

хитабнамәниң пуқраларниң еһтийаҗини қандурушни нишан қилған инсанпәрвәрлик йардәм һәрикәтлиригә қулайлиқ йаритишни мәқсәт қилидиғанлиқи оттуриға қойулди.

буниңдин башқа, һәр икки тәрәп суданниң игилик һоқуқи, иттипақлиқи вә земин пүтүнлүкини қоғдаш ирадисиниң қәтийликини тәкитлиди.

4- айниң 15- күни әтигәндә суданниң пайтәхти хартум вә башқа шәһәрләрдә судан армийәси билән судан тез йардәм бериш қисимлири оттурисида қораллиқ тоқунуш йүз бәргәниди.

дунйа сәһийә тәшкилати тоқунушта һайатидин айрилғанлар саниниң 604 кә, йариланғанлар саниниң 527 гә йәткәнликини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر