нигерийәдә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

нигерийәниң борно өлкисидә даешниң ғәрбий африқа тармиқи исвап (ISWAP) террорлуқ тәшкилати садир қилған һуҗумда 16 пуқра қаза қилди.

1985756
нигерийәдә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә таратқулири исвап террорлуқ тәшкилатиниң борно өлкисиниң абадам райониға һуҗум қилип, 16 адәмниң җениға замин болғанлиқини, нурғун адәмни йариландурғанлиқини хәвәр қилди.

нигерийәдики «боко һарам» террорлуқ тәшкилатиниң қурғучиси муһәммәд йүсүпниң оғли әбу мусәб әлбарнави 2009-йили дадиси вапат болғандин кейин, боко һарамниң байанатчиси болғаниди.

2016- йили боко һарам сепидә баш көтүргән рәһбәрлик киризиси тәшкилатниң барнави билән әбу бәкри шекав арисида бөлүнүшини кәлтүрүп чиқарди.

шекав боко һарамға рәһбәрлик қиливатқан мәзгилдә барнави даеш билән һәмкарлишип исвапни қуруп, мустәқил һәрикәт елип беришни башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر