йавропа украина үчүн оқ-дора ишләпчқиришни тезләштүриду

йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррел йавропа мудапиә санаитиниң барлиқ вәкиллири билән бир йәргә җәм болуп, украинаға оқ-дора әвәтишни тезләштүрүш мәсилисини музакирә қилғанлиқлирини билдүрди.

1985247
йавропа украина үчүн оқ-дора ишләпчқиришни тезләштүриду

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррел йавропа иттипақи комитетиниң санаәт ишлириға мәсул әзаси тийеррий бретон билән твиттер адресида видео һәмбәһрлиди.

у йавропа мудапиә санаитиниң алдинқи қатарда туридиған вәкиллири билән йиғин ачқанлиқлирини билдүрүп: «биз украина үчүн оқ-дориларға еһтийаҗлиқ. биз алдираватимиз, буниң үчүн санаәткә еһтийаҗлиқмиз» деди.

у тунҗи қетим мудапиә санаитиниң алдинқи қатардики вәкиллири билән бир йәргә җәм болғанлиқлирини әскәртип: «барлиқ санаәтниң мәқситимизни қоллайдиғанлиқиға чәксиз ишинимән» деди.

у өткән һәптә йавропа иттипақидин украинаға оқ-дорилар әвәтилгәнлики үчүн искилаттики азайған оқ-дора миқдариниң  орнини толдуруш мәқситидә, оқ-дора ишләпчиқиришни қоллаш қанун тәклипини сунғанлиқлирини елан қилған иди.

буниңға асасланғанда, йавропа иттипақиниң мудапиә санаити саһәсидики иқтидарини күчәйтиш үчүн малийә вастиси ишқа селинидиған болуп, иттипақ хамчотидин оқ-дора ишләпчиқарғучилириға 500 милйон йавро аҗритилиду. йавропа иттипақи оқ-дора вә башқурулидиған бомба ишләпчиқиришини ашуруш селинмилири үчүн йавропадики қорал-йарағ ширкәтлирини илһамландуриду. буниңдин башқа, йавропа иттипақи дөләтлири маслишиш йаки иқтисадий қутқузуш фондлириниң бир қисмини мудапиә лайиһәлиригә йүзләндүриду. оқ-дора билән тәминләш зәнҗирлиридики мәсилиләрни йеқиндин көзитиш үчүн бир механизм орнитилиду.

бу қанун тәклипи йавропа иттипақиниң украинаға, болупму 155 миллиметирлиқ топ оқлирини әвәтиш пиланиниң бир парчисини оттуриға қоймақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر