германийәдә бир иранлиқ җамәгә от қойуп беришкә урунди

германийәниң дресден шәһиридики фатиһ җамәсигә от қойуп беришкә урунуш вәқәси йүз бәрди.

1985174
германийәдә бир иранлиқ җамәгә от қойуп беришкә урунди

түркийә авази радйоси хәвири: германийә сақчилири 34 йашлиқ иранлиқ бир әрниң түрк-ислам бирлики җәмийитигә тәвә фатиһ җамәсиниң ичигә кирип, диний китаблар тизилған тәкчигә асан от алидиған суйуқлүқни төкүп, от қойуп беришкә урунғанлиқини билдүрди.

гумандарниң өйидә қолға елинғанлиқи, униң алдинқи айдиму фатиһ җамәсидә қуран көйдүргәнлики билдүрүлди.

вәқәдә һечкимниң йариланмиғанлиқи, әмма җамәниң зийанға учриғанлиқи уқтурулди.

тәптиш мәһкимиси тәкшүрүшниң давам қиливатқанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر