чин гаң йавропаниң «хәтәрни азайтиш» истратегийәсиниң өзигә зийанлиқ икәнликини ейтти

хитай ташқи ишлар министири чин гаң йавропа иттипақи рәһбәрлири оттуриға қойған хитайға мунасивәтлик «хәтәрни азайтиш» истратегийәси тоғрисида тохталди.

1985075
чин гаң йавропаниң «хәтәрни азайтиш» истратегийәсиниң өзигә зийанлиқ икәнликини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министири чин гаң йавропа иттипақи рәһбәрлири йеқинда оттуриға қойған иқтисадий бихәтәрликни көздә тутуп, хитайға мунасивәтлик «хәтәрни азайтиш» истратегийәсиниң «йавропаниң хитайни қолдин чиқирип қойуши»ни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини ейтип агаһландурди.

хитай ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, чин гаңниң йавропадики үч дөләт зийаритиниң биринчи бекити берлинда германийә ташқи ишлар министири анналина байербок билән көрүшүп,  идийәви қутуплишиш вә иқтисадий мунасивәтни бузуштин сақлинип, «йеңи бир соғуқ мунасивәтләр уруши»ға қарши турушниң зөрүрлүкини оттуриға қойғанлиқини уқтурди.

байанатта көрситилишичә, чин гаң идийәви қутуплишиши вә иқтисадий мунасивәтни бузушниң һәм йавропаниң, һәм хитайниң мәнпәәтигә зийан йәткүзидиғанлиқини, йавропа иттипақиниң хитай билән мунасивәтлик «хәтәрни азайтиш» истратегийәсиниң «йавропаниң хитайни қолдин берип қойуши»ни, хитай билән һәмкарлиқ орнитиш елип келидиған муқимлиқ, тәрәққийат вә пурсәтләрдин мәһрум қелишни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини тәкитлигән.

хитай министир чин гаң йавропаниң хитайни қолдин чиқирип қойуш еһтималлиқи һәққидә тохталғанда, «хитайсизлишиш» дегән ибарини ишләткән.

германийә билән хитайниң дунйави тәсиргә игә икки чоң дөләт болуш сүпити билән, қаршилишишниң орниға һәмкарлиқ орнитиш йолини таллиши керәкликини тилға алған чин гаң: «биз тәминләш зәнҗирини үзүштин, иқтисадий мунасивәтни бузуштин сақлинип, йеңи бир соғуқ мунасивәтләр урушиға бирликтә қарши турушимиз керәк» дегән.

американи биваситә исмини тилға алмастинла идийәви қутуплишиш вә иқтисадий муқимсизлиқ пәйда қилиш билән әйиблигән чин гаң, йавропаға йетидиған асаслиқ хәтәрниң «мәлум бир дөләт» ниң бир тәрәплимә җазалар арқилиқ дунйа иқтисадиға зийан йәткүзүши вә өзиниң сақлиниватқан малийә мәсилилирини башқиларға експорт қилиши икәнликини оттуриға қойған.

мәзкур дөләтниң идийәви тиркишиш уруқлирини териш арқилиқ қутуплишишни пәйда қилишқа урунуватқанлиқини, һәмдә өз пулиниң «хәлқара запас»лиқ орнидин қалаймиқан пайдилинип, дөлитидики пул пахаллиқи вә қәрз киризисини чечилиш тәсири арқилиқ башқа дөләтләргә експорт қилғанлиқини илгири сүргән чин гаң, сөзини давамлаштуруп: «әгәр <йеңи бир соғуқ мунасивәтләр уруши> йүз бәрсә, у пәқәт хитайниң мәнпәәтлиринила әмәс, йавропаниң мәнпәәтлиригиму тәсир көрситиду. һәқиқий әндишә қилишқа тегишлик  хәтәр мана бу» дегәнләрни қәйт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر