блинкен түркийә билән б д т ға миннәтдарлиқ билдүрди

америка ташқи ишлар министири антони блинкен вашингтонниң түркийә билән бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонийо гутерресниң қара деңиз ашлиқ каридорини қайтидин ачқанлиқидин миннәтдар икәнликини билдүрди.

1984604
блинкен түркийә билән б д т ға миннәтдарлиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: министир антони блинкен пайтәхт вашингтонни зийарәт қиливатқан әнглийә ташқи ишлар вәзири җеймис клеверлий билән көрүшкәндин кейин қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини ачти.

билкинкен өзлириниң украина- русийә уруши, хитай билән болған риқабәт, район вә йәршари бихәтәрлики мәсилиси тоғрисида сөһбәтләшкәнликини тилға елип: «биз йәнә қара деңиз ашлиқ келишиминиң муддитини узартиш вә даирисини кеңәйтишкә болған җиддий еһтийаҗниму музакирә қилдуқ» деди.

у сөзини давамлаштуруп: «йеқинқи күнләрдин буйан русийә парахотларниң украина портлириға беришиға тосқунлуқ қилиш арқилиқ дунйа базириға, африқа, оттура шәрқ вә йемәкликкә еһтийаҗлиқ кишиләргә баридиған ашлиқ миқдарини азайтиштәк мәсхирилик һәрикәтлиригә қайтти. биз б д т баш катипи билән түркийәдики хизмәтдашлиримизниң бу мәсилини һәл қилиш үчүн бошашмай тиришчанлиқ көрсәткәнликидин миннәтдармиз. дунйа бир қанчә һәптидә бир қетим москваниң украинаға қарши урушида кишиләрниң ачлиқини қорал қилип ишлитишини хатириләшкә мәҗбур болуп қалмаслиқи керәк» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر