пакистанниң сабиқ баш министири имранхан қолға елинди

пакистанниң сабиқ баш министири имранхан пайтәхт исламабадтики һәрбий қисимлар тәрипидин қолға елинди.

1984438
пакистанниң сабиқ баш министири имранхан қолға елинди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан дөләт таратқулириниң хәвиригә қариғанда, пакистан әдлийә һәрикити партийәсиниң рәһбири имранхан лаһордин үстидә ечилған сотқа қатнишиш үчүн исламабадқа барған болуп, алий сот мәһкимисиниң сиртида һәрбий қисимлар тәрипидин қолға елинған.

пакистан әдлийә һәрикити партийәсиниң адвокатлириниң бири файсал чавдри бу хәвәрни тоғрилиди.

имранхан үстидин 90 дин артуқ әрз сунулған болуп, униң қайси сәвәб билән қолға елинғанлиқи ениқ әмәс.

пакистан әдлийә һәрикити партийәсиниң әзаси мусаррат чима твиттерда байанат елан қилип, имранханға қийин-қистақ қилинғанлиқини, әскәрләрниң имранханни урғанлиқини илгири сүрди.

қолға елиш һәрикити,  имранхан йуқири дәриҗилик ахбарат әмәлдарини өзигә қаритилған қәстләп өлтүрүш һәрикитиниң арқисида дәп әйиблигәндин кейин, йүз бәрди.

пакистан армийәси түнүгүн (8-май) имранханниң қәстләп өлтүрүш һәрикитиниң арқисида йуқири дәриҗилик ахбарат әмәлдари бар дәп әйиблишиниң, «мәсулийәтсизлик вә асассиз» икәнликини билдүргән иди.

имранхан 7-май елан қилған байанатида, баш министир шаһбаз шәриф, ички ишлар министири рана санауллаһ вә истихбарат идарисиниң муавин башлиқи майор генерал файсал насирниң өзигә қаритилған қәстләп өлтүрүш суйиқәстиниң арқисида икәнликини илгири сүргән иди.

имранхан 28-өктәбир бирләшмә һөкүмәт муддәттин илгири сайлам өткүзүшни елан қилмиғанлиқини сәвәб қилип, лаһордин исламабадқа пийадә йүрүшни башлиған иди.

11-айниң 3-күни вәзирабадта йүз бәргән оқ чиқириш вәқәсидә имранханниң икки пути йариланған, бир киши җенидин айрилип, 13 киши йариланған иди.

имранхан 10-апрел парламентта өткүзүлгән ишәнч авази бериштә, 174 авазниң рәт қилиши нәтиҗисидә, һоқуқидин айрилған иди.

пакистанда үч нөвәт баш министирлиқ вәзиписи өтигән наваз шәрифниң иниси шаһбаз шәриф 11-апрел (2023) парламенттики беләт ташлашта, 174 авазға еришип, баш министир болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر