б д т түркийәниң хартумдики әлчиханисиниң машинисиға оқ чиқириш вәқәсини әйиблиди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) түркийәниң хартумда турушлуқ баш әлчиси исмаил чобаноғлу олтурған дипломатлар машинисиға қилинған һуҗумни әйиблиди.

1984374
б д т түркийәниң хартумдики әлчиханисиниң машинисиға оқ чиқириш вәқәсини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипниң муавин байанатчиси фархан һәқ дипломатларниң машинилириға қилинған  һуҗум һәққидә тохтилип: «биз һәптә ахирида түркийәниң дипломатлар машина әтритигә қилинған һуҗумни өз ичигә алған барлиқ дипломатик хадимларға қилинған һәр хил һуҗумларни әйибләймиз» деди вә сөзини давамлаштуруп, бу хил һуҗумларниң әстайидил тәкшүрүлүши керәкликини оттуриға қойди.

түнүгүн түркийәниң судандики әлчиханисиға йеқин җайда суданда түркийәниң хартумда турушлуқ баш әлчиси олтурған машиниға оқ чиқирилғаниди.

судандики тоқунушуватқан икки тәрәп (армийә билән тез йардәм бериш қисимлири) бир – бирини баш әлчи чобаноғлу олтурған дипломатик машиниға һуҗум қилиш билән әйиблигәниди.

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу баш әлчи исмаил чобаноғлуниң машинисиға оқ чиқириш вәқәси тоғрисида тохтилип: «мәйли баш әлчимиз мәйли қоғдиғучи достлар йаки алаһидә қисимлиримиз болсун, қериндашлиримизниң һечбири йариланмиди, аптомобил зийанға учриди» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر