сәуди әрәбистан суданға йардәм беридиғанлиқини уқтурди

сәуди әрәбистан суданға 100 милйон доллар қиммитидики инсанпәрвәрлик йардимидин башқа, тоқунушниң тәсиригә учриғанлар үчүн рәсмий супа арқилиқ ианә топлаш паалийити тәшкилләйдиғанлиқини уқтурди.

1983824
сәуди әрәбистан суданға йардәм беридиғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан рәсмий хәвәр агентлиқи — SPA, падишаһ сәлман қутқузуш вә инсанпәрвәрлик хизмәтләр мәркизиниң мәсули абдуллаһ бин абдуләзиз әррабийәниң байанат елан қилип, сәуди әрәбистан падишаһи сәлман бин абдуләзиз билән тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлманниң падишаһ салман қутқузуш вә инсанпәрвәрлик хизмәтләр мәркизигә «суданға 100 милйон доллар қиммитидә һәр хил инсанпәрвәрлик йардими бериш» тоғрисида йолйоруқ чүшүргәнликини хәвәр қилди.

падишаһ сәлман билән тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман йәнә, судан хәлқи баштин кәчүрүватқан қийин шараитниң тәсирини азайтиш үчүн, «сәһәм» суписидин пайдилинип йардәм паалийити тәшкилләшни тәләп қилди.

падишаһ салман вә вәлиәһд шаһзадә бин салманниң йолйоруқиға асасән, судандики сәргәрданларға инсанпәрвәрлик йардими вә давалаш йардими берилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر