германийәдә бир бинаға от кәтти

германийәниң шималиға җайлашқан шлесвиг хоштайин (Schleswig-Hostein) иштатиниң фленсбург (Flensburg) шәһиридики бир бинада йүз бәргән от апитидә, бир кичик балини өз ичигә алған икки киши җенидин айрилди.

1982963
германийәдә бир бинаға от кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: германийәдә бир бинаға от кетип, икки киши җенидин айрилди.

фленсбург сақчи идарисиниң бинаға от кетиш вәқәси тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, җенидин айрилғанларниң кимлики тоғрисида һазирғичә мәлумат берилмигәнлики вә нурғун кишиниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

германийә д п а (DPA) агентлиқи бинаға от кетиш вәқәсидә  йариланғанлар саниниң тоққуз икәнликини қәйт қилди.

мәзкур бинада 40 кишиниң йашайдиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر