б д т: судандики тоқунушлар сәвәбидин кишилик һоқуқ әһвали интайин еғир

бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссари волкер түрк тоқунушлар сәвәбидин судандики кишилик һоқуқ әһвалиниң интайин еғир икәнликини ейтти.

1982618
б д т: судандики тоқунушлар сәвәбидин кишилик һоқуқ әһвали интайин еғир

түркийә авази радийоси хәвири: волкер түрк бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишида чақирилған «тинчлиқни қоғдаш» темилиқ йиғинда қилған сөзидә, судан армийәсиниң дохтурхана әтрапини һуҗум нишани қиливатқанлиқини, тез йардәм бериш күчлириниң болса олтурақ районларни игиливалғанлиқини, аһалилар зич олтурақлашқан районларниң һуҗумға учраватқанлиқини әскәртти.

у пуқраларниң еғир хәтәргә дуч келиватқанлиқини, уларниң муһим йардәм вә ашлиққа еришишниң тосқунлуққа учраватқанлиқини әскәртип мундақ деди: «қисқиси, пуқраларни айриш, күч тәңпуңлуқи нисбити вә хәвпниң алдини елиш бәлгилимилири һәр икки тәрәп тәрипидин дәпсәндә қилинмақта, мән буни қаттиқ әйибләймән.»

волкер түрк суданда ишәнчниң йоқ қилинғанлиқини, шуңа суданниң кәлгүси үчүн органлар билән амма оттурисидики ишәнчни әслигә кәлтүрүшниң интайин муһимлиқини тәкитләп мундақ деди: «тоқунушлар сәвәбидин судандики кишилик һоқуқ әһвали интайин еғир, бу толиму ечинишлиқ әһвалдур.»

у суданда кишилик һоқуққа һөрмәт қилишни капаләт астиға алған, натоғра қилмишларға хатимә бәргән, амминиң җәмийәт ишлириға иштирак қилишиға капаләтлик қилғандила андин нөвәттики кризисини һәл қилғили болидиғанлиқини ейтти.

суданда 2013 – йили дарфур районидики қораллиқ исйанчиларға қарши һөкүмәт армийәсини қоллаш мәқситидә қурулған тез йардәм бериш күчлириниң армийәгә толуқ дахил болуши мәзмун қилинған «һәрбий бихәтәрлик ислаһати» пилани мәсилисидә, йеқинқи бирқанчә айдин буйан давамлишиватқан ихтилап, 15 – апрел әтигәндин башлап қаттиқ тоқунушқа айлинип кәткәниди.

тоқунушларда һайатидин айрилғанлар саниниң 550 кә, йариланғанлар саниниң болса 4926 гә йәткәнлики билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر