иран маршал тақим араллири байриқи есилған бир нефит парахотини мусадирә қилди

иран маршал тақим араллири байриқи есилған бир нефит парахотини мусадирә қилғанлиқини җәзмләштүрди.

1980560
иран маршал тақим араллири байриқи есилған бир нефит парахотини мусадирә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: иран деңиз армийәси байанат елан қилип, мусадирә қилинған нефит парахотиниң түнүгүн кечә парс қолтуқида бир иран кемиси билән соқулуп кетиши нәтиҗисидә иран парахотидики икки иранлиқниң йоқап кәткәнликини, бәзилириниң йариланғанлиқини уқтурди.

байанатта, вәқәдин кейин райондин йирақлашқан мәзкур парахотниң иран деңиз армийәси тәрипидин оман деңизида байқалғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта йәнә, маршал тақим араллири байриқи есилған нефит парахотиниң «хәлқара деңиз қаидисигә хилаплиқ қилғанлиқи үчүн» иран әдлийә тармақлириниң қарариға асасән, мусадирә қилинип, иран қирғиқиға елип келингәнликигә ишарәт қилинди.

америка деңиз армийәси иран инқилаб муһапизәтчилириниң маршал тақим араллири байриқи есилған «Advantage Sweet» намлиқ нефит парахотни оман қолтуқидики хәлқара деңизда кетиватқанда мусадирә қилғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر