ақсарай корейә йерим арилини йадро қораллиридин халийлаштурушниң зөрүрлүкини тәкитлиди

ақсарай (америка) корейә йерим арилини йадросизлаштуруш керәкликини оттуриға қойди.

1979237
ақсарай корейә йерим арилини йадро қораллиридин халийлаштурушниң зөрүрлүкини тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай дөләт бихәтәрлик кеңишиниң истратегийәлик алақә маслаштурғучиси җон кирбий байанат елан қилип: русийә билән шималий корейәниң һәрбий һәмкарлиқини чоңқурлаштурғанлиқиниң аламәтлириниң йоқлуқини, әмма корейә йерим арилини йадросизлаштурушниң зөрүрлүкини оттуриға қойди.

американиң йеқинда шималий корейәниң русийәни мәхпий һалда оқ - дора билән тәминлигәнликини ашкарилиғанлиқини билдүргән кирби: «биз бу әһвални чоңқурлаштуридиған башқа һеч нәрсә көрмидуқ. биз корейә йерим арилини йадросизлаштуруш вә сүркилишни пәсәйтишни зөрүр дәп қараймиз. корейә йерим арилиниң бихәтәрлики вә муқимлиқини төвәнлитидиған һәр қандақ күч һечкимгә пайдилиқ әмәс» деди.

у җәнубий корейәниң украинани қоллишиниң муһимлиқини тәкитләп: «җәнубий корейәниң украинаға 200 милйон доллардин артуқ йардәм бәргәнликини әскәртип өтүшимиз муһим. улар русийәниң таҗавузчилиқини әйибләшниңму алдинқи сепидин  орун алди, биз буниңдин миннәтдар» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر