иран вә қатар ташқи ишлар министирлири телефунда көрүшти

иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһйан билән қатарниң муавин баш министири шундақла ташқи ишлар министири муһәммәд бин абдураһман әл сани «икки тәрәплик мунасивәт вә район мәсилиси» ни музакириләшти.

1978186
иран вә қатар ташқи ишлар министирлири телефунда көрүшти

түркийә авази радйоси хәвири: иран ташқи ишлар министирлиқиниң тор бетидә елан қилинған байанатқа асасланғанда, абдуллаһйан билән  мәнсәпдиши әл сани телефонда көрүшкән.

икки министир иран билән қатарниң һәмкарлиқини күчәйтишни тәкитләп, район характерлиқ вә хәлқаралиқ мәсилиләр шундақла украинаниң вәзийити вә иранниң йадро музакирилири тоғрисида музакириләшкән.

абдуллаһйан билән әл сани бир-бириниң роза һейтини тәбриклигән.

иран ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилған йәнә бир байанатта, абдуллаһйанниң айрим айрим учур йоллап, ислам дөләтлиридики барлиқ мәнсәпдашлириниң роза һейтни тәбриклигәнлики билдүрүлди.


خەتكۈچ: #қатар , #иран

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر