русийә германийәниң дипломатийә хадимлирини чеградин  қоғлап чиқиридиғанлиқини җакарлиди

русийә ташқи ишлар министирлиқи германийәниң 30 нәпәр русийәлик дипломатийә хадимини чеградин қоғлап чиқарғанлиқиға қарита охшаш шәкилдә җаваб қайтурушни қарар қилди.

1978172
русийә германийәниң дипломатийә хадимлирини чеградин  қоғлап чиқиридиғанлиқини җакарлиди

түркийә авази радйоси хәвири: росийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида, «русийә германийәниң дүшмәнләрчә һәрикәтлиригә қарита, германийә дипломатлирини русийәдин қоғлап чиқириш вә дөлитимиздики германийә әлчиханиси хадимлириниң санини көрүнәрлик дәриҗидә чәкләш характерлиқ бир қарарни мақуллиди» дейилди.

бу қарарниң 2023 - йили 5 - апрелда русийә ташқи ишлар министирлиқиға чақиртилған германийәниң москвада турушлуқ баш әлчиси гон вон гейрға билдүрүлгәнлики уқтурулди.

байанатта германийә һөкүмитиниң русийәниң германийәдә турушлуқ нурғунлиған дипломатийә хадимлирини чеградин қоғлап чиқириш қарари алғанлиқи әскәртилип, «биз берлинниң дипломатик даирисини өз ичигә алған русийә-германийә мунасивитиниң пүткүл қурулмисини вәйран қилишни давамлаштуруш характерлиқ  бу қилмишлирини қаттиқ әйибләймиз» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر